наса учар тәхсә тәтқиқ қилишни башлайду

америка аләм қатниши идариси-наса (NASA) хәлқ арисида «учар тәхсә» (UFO) дәп атилидиған намәлум һава райи һадисилирини тәтқиқ қилидиған тәтқиқат гурупписи қуридиғанлиқини елан қилди.

1841020
наса учар тәхсә тәтқиқ қилишни башлайду

түркийә авази радийоси хәвири: америка аләм қатниши идариси америка дөләт мудапиә министирлиқи (бәшбурҗәклик бина, пентагон) дин кейин, америка армийәси көзитиватқан намәлум һаварайи һадисилирини тәтқиқ қилиш үчүн һәрикәткә өтти.

насаниң бу һәқтики байанатида: «наса намәлум һаварайи һадисилирини, йәни намәлум тәбиәт вәқәлирини көзитишни илмий нуқтидин тәтқиқ қилиш үчүн, күзниң башлирида хизмитини башлайдиған бир тәтқиқат гурупписини вәзипигә тәйинләйду» дейилди.

атмосферадики намәлум вәқәләрниң һәм дөләт бихәтәрлики һәмдә һава бихәтәрликигә мунасивәтлик икәнлики алаһидә тәкитләнгән байанатта, намәлум һава райи вәқәлириниң йәр шариниң сиртидин кәлгәнликини дәлилләйдиған испатниң йоқлуқи қәйт қилинди.

байанатта йәнә, бу әтрәтниң бәшбурҗәклик бинаниң намәлум һаварайи һадисилири хизмәт гурупписи йаки униң орнини алған һава обйектини пәрқләндүрүш, башқуруш, мас қәдәмлик гурупписиниң бир қисми әмәслики билдүрүлди.

байанатта, америка аләм қатниши идарисиниң мустәқил тәтқиқат гурупписиниң нийу йорктики симонс вәхписиниң рәиси, илгири принсетон унверситити астрономийә физика факултетиниң мудири болған астрономийә физика алими давид спергел (David Spergel) рәһбәрлик қилидиғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر