«қайғу үч булуңи» намлиқ филим «алтун палма» мукапатиға еришти

шиветсийәлик режиссор рубен остлундниң түркийә радийо-телевизийә идариси — т р т һәмкарлишип ишлигән «қайғу үч булуңи» намлиқ филими, 75- нөвәтлик каннес филим фестивалида «алтун палма» мукапатиға еришти.

1834183
«қайғу үч булуңи» намлиқ филим «алтун палма» мукапатиға еришти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә радийо – телевизийә идариси (т р т) байанат елан қилип, кино – филим дунйасиниң әң даңлиқ паалийәтләрниң бири болған фестивалда тунҗи болуп қойулған филимниң тамашибинларниң уда бир қанчә минут бойичә өрә туруп алқишлишиға еришкәнликини уқтурғаниди.

түркийә, шиветсийә, фирансийә, америка, әнглийә, шивейтсарийә вә гиретсийә бирликтә ишлигән «қайғу үч булуңи» намлиқ филим йаш модел әр-айал карл вә йайаниң милйардер йолучилар олтурған пәвқуладдә илғар бир сайаһәт парахотидики сәргүзәштисини тема қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر