фатиһ султан мәһмәт көврүки әзәрбәйҗан байриқиниң рәңлиригә пүркәнди
әзәрбәйҗанда җумһурийәт елан қилинғанлиқиниң 104 – хатирә йили мунасивити билән, истанбул фатиһ султан мәһмәт көврүки әзәрбәйҗан байриқиниң рәңлиригә пүркәнди.
1834179
түркийә авази радийоси хәвири: муһим күнләрдә рәң вә нурлар билән йорутулидиған истанбулниң символ характерлик нуқтилириниң бири болған фатиһ султан мәһмәт көврүки, бу қетим әзәрбәйҗанда җумһурийәт елан қилинған 104 – хатирә йили мунасивити билән тәбрикләнгән «җумһурийәт күни» даирисидә қериндаш дөләтниң байриқиниң рәңлиригә пүркәнди.