әнқәрә, самсун вә истанбулда 19-майни тәбрикләш мурасимлири өткүзүлди

пайтәхт әнқәрәдә 19-май ататүркни хатириләш, йашлиқ вә тәнтәрбийә байримини тәбрикләш мурасимлири ататүркниң қәбриси җайлашқан ататүрк хатирә сарийида өткүзүлди.

1829317
әнқәрә, самсун вә истанбулда 19-майни тәбрикләш мурасимлири өткүзүлди
istanbul 19 mayis.jpg
samsun 19 mayis bayrak.jpg
kasapoglu anitkabir gencler.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: йашлиқ вә тәнтәрбийә министири мәһмәт муһаррәм қасапоғлу әнқәрәдә йашлар билән бирликтә ататүркниң қәбрисини зийарәт қилди вә гүлчәмбирәк қойди.

у қәбрә алдидики һөрмәттә туруштин кейин, хатирә дәптиригә беғишлима йазди.

самсундиму символлуқ мәнигә игә парахот қойулған азадлиқ йолидики түтүн (тамака) портида мурасим өткүзүлди.

ататүркниң самсунға келишигә символ қилинған түркийә байриқи, порттин қуруқлуққа елип чиқилди.

истанбулда таксим җумһурийәт хатирә мунари алдида 19-май ататүркни хатириләш, йашлиқ вә тәнтәрбийә байримини тәбрикләш мурасими өткүзүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر