әрдоған «кесишиш: әрән, мәвҗутлуқуң немидегән гүзәл» намлиқ филимниң қойулуш мурасимиға қатнашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, «кесишиш: әрән, мәвҗутлуқуң немидегән гүзәл» намлиқ филимниң тунҗи қойулуш мурасимиға қатнашти.

1755042
әрдоған «кесишиш: әрән, мәвҗутлуқуң немидегән гүзәл» намлиқ филимниң қойулуш мурасимиға қатнашти
erdoğan1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 2017 – йили 11- авғуст трабзонниң мачка районида террорчилар билән қәһриман түрк әскәрлириниң тоқунуши әснасида шеһит болған әрән бүлбүл билән шеһит офитсер, пешқәдәм сержант фәрһат гәдикниң һекайисини тема қилған «кесишиш: әрән, мәвҗутлуқуң немидегән гүзәл» намлиқ филимниң тунҗи қойулуш мурасимиға қатнашти.

әрән бүлбүлниң туғулған күни болған 2022- йили 1- йанвар тамашибинлар билән  йүз көрүшидиған «кесишиш: әрән, мәвҗутлуқуң немидегән гүзәл» намлиқ филимниң тунҗи қетимлиқ қойулуш мурасими пайтәхт әнқәрәдики бәштәпә хәлқ қурултай вә мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлди.

түркийә радийо- телевизийә идариси — TRT бирлишип ишлигән «кесишиш: әрән, мәвҗутлуқуң немидегән гүзәл» намлиқ филимниң тунҗи қетимлиқ қойулуш мурасимиға аилә вә иҗтимаий мулазимәтләр министири дәрйа йаник, ички ишлар министири сүләйман сойлу, дөләт мудапиә министири хулуси ақар, адаләт вә тәрәққийат партийәси муавин рәиси бинали йилдирим, җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун, TRT идарә һәйити рәиси аһмәт албайрақ вә TRT баш мудири мәһмәт заһид собаҗи, һәмдә анадолу агентлиқиниң рәиси вә баш дериктори сәрдар қарагөз қатарлиқлар иштирак қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر