түркийә айропилани украинаниң сүний һәмраһини мийамиға тошуди

украинаниң «Sich-2-30» сүний һәмраһиниң сәпири түркийә почта (Turkish Cargo) айропилани билән башланди.

1747356
түркийә айропилани украинаниң сүний һәмраһини мийамиға тошуди

түркийә авази радийоси хәвири: украинаниң «Sich-2-30» сүний һәмраһи түркийәниң почта айропилани билән американиң флорида иштатидики мйамиға йәткүзүлди.

түркийә һава йоллири ширкити ахбарат мәркизиниң байанатиға асасланғанда, күчлүк асти қурулмиси, йеңилиқ йаритиш роһи вә кәң нәзәр даириси билән, һава тирансипорти саһәсидә бүгүннниңла әмәс, кәлгүсиниңму өлчәмлирини оттуриға қойған түркиш карго, сәзгүр вә мурәккәп йүк тошушни бир балдақ йуқири көтүрди.

һава тирансипорт маркаси болған түркиш карго, украина тәтқиқ қилип йасиған «Sich-2-30» сүний һәмраһини аләмгә қойуп бериш үчүн мийамиға тошуп апарди.

«Sich-2-30» йәр шарини көзитиш сүний һәмраһи қачилаш вә тошушқа қулайлиқ болуши үчүн бир қанчә парчиға бөлүнди. мутәхәссисләр гурупписи тәрипидин түркийә почта айропиланиға қачиланған сүний һәмраһниң тошуш җәрйани инчикә орунлаштурулуп, һәр қайси басқучлар мувәппәқийәтлик тамамланди.

украина дөләтлик алаһидә мәқсәтлик пән-техника аләм бошлуқи пирограммисиниң бир қисми сүпитидә тәрәққий қилдурулған мәзкур сүний һәмраһ, 1-айда америка кенниди (Kennedy) аләм мәркизидин аләмгә қойуп берилиду.

йәр шарини көзитиш сүний һәмраһи орбитиға орунлаштурулғандин кейин, йәр йүзиниң рәқәмлик вә инфира қизил нурлуқ фотографлирини тартиду һәмдә ионосфера параметирлирини тәкшүрүш арқилиқ әтраплиқ санлиқ мәлуматларни топлайду.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر