йаз узирашқа башлиған

алимлар йәршариниң иссип кетиши сәвәбидин шималий йерим шарниң оттура кәңликидә пәсилләрниң өзгиришкә башлиғанлиқини, йаз айлириниң узирап, қиш айлириниң қисқираватқанлиқини елан қилди.

1728780
йаз узирашқа башлиған

түркийә авази радийоси хәвири: алимлардин җйамин ваң вә йупиң гүән геофизика тәтқиқат журнилида «йәр шариниң иссиши билән төт пәсилниң өзгириши» намлиқ мақалә елан қилди.

җйамин ваң вә йупиң гүәнниң көрситишичә, 1952-йилдин 2011-йилғичә болған арилиқта шималий йерим шарниң оттура кәңликидә йазниң оттуричә узунлуқи  78 күндин 95 күнгә, қиш пәслиниң узунлуқи 76 күндин 73 күнгә қисқарған.

21-әсирдә газ қойуп бериш миқдариниң давамлиқ ашидиғанлиқини оттуриға қойған һөкүмәтләр ара килимат өзгириши комитети (IPCC) ниң сенарийәсигә асасланғанда, 2100-йилғичә йаз 6 айға қәдәр созулидикән. қиш пәслиниң вақти аран 2 ай болидикән. әмма, мәвҗут киризислар тизгинләнмисә, бу вақит техиму қисқа болуши мумкин икән.

узун йаз пәсли бәлким қуйашни йахши көридиғанлар үчүн йахшидәк болсиму, әмма пәсилләрдики әң кичик өзгиришләр екологийәлик системиниң тәңпуңлуқини бузидикән. мәсилән, мәһсулат ишләпчиқиришқа сәлбий тәсир көрситиши йаки зийанлиқ һашарәтләр сәвәб болидиған кесәлликләрниң пәйда болушини ашуруветиши мумкин икән.

узун йаз йәнә иссиқ һава долқунлири вә орман от апәтлири вақтини узартип, техиму көп һава булғинишиға сәвәб болидикән.

омумий җәһәттин алғанда, пәсил дәврийликиниң өзгириши муһит вә инсанларниң саламәтликигә қорқунчлуқ тәсир көрситиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر