фәйсбук йүз тонуш системисини тақайду

иҗтимаий таратқу суписи фәйсбук келәр һәптә йүз тонуш системисини тақашни вә 1 милйардтин артуқ абонтниң йүз тонуш мәлуматлирини өчүрүшни пилан қилғанлиқини елан қилди.

1728626
фәйсбук йүз тонуш системисини тақайду

түркийә авази радийоси хәвири: йеңи исми мета (Meta) ниң сүний әқил ишлириға мәсул муавин башлиқи җером песенти (Jerome Pesenti) блог йазмисида, фәйсбукта йүз тонуш системисини тақайдиғанлиқлирини билдүрди.

җером песенти йүз тонушни таллиған кишиләрниң фотограф вә видеоларда аптоматик тонушниң болмайдиғанлиқини, 1 милйардтин артуқ абонтниң йүз тонуш мәлуматлириниң өчүрүлидиғанлиқини қәйт қилди.

у йүз тонуш техникисини һазирму күчлүк вастә дәп қарайдиғанлиқлирини әскәртип, бу техникиларға мунасивәтлик тәтқиқатларни давамлаштуридиғанлиқлирини билдүрди.

у йүз тонуш техникисиниң җәмийәттә нурғун әндишәләргә сәвәб болуватқанлиқини тәкитләп, тәртипкә салғучиларниң һазирғичә қандақ қоллиниш тоғрисида ениқ бәлгилимиләрни бекитиш басқучида икәнликини؛ бу сәвәбтин, йүз тонуш системисини бир қатар қоллиниш қаидиси билән чәкләшниң мувапиқ икәнликигә ишинидиғанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر