түрк алим 20 – г гуруһи йиғиниға тәклип қилинди

түрк алим, доктор университет оқутқучиси асийә қарақуллуқчу, 2021 – йили 9 – 10 – сентәбир күнлири италийәниң сорренто шәһиридә чақирилидиған «20 – г гуруһи йеңилиқ йаратқучилар  бирләшмиси йиғини» ға тәклип қилинди.

1714903
түрк алим 20 – г гуруһи йиғиниға тәклип қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйадики әң мунәввәр 100 йеңилиқ йаратқучи тәклип қилинған йиғинға, түркийәгә вакалитән, сәһийә саһәсидики әң мунәввәр йеңилиқ йаратқучи сүпитидә, түрк алим, доктор университет оқутқучиси асийә қарақуллуқчу қатнишиду.

сәһийә саһәсидики әң муһим мәсилиләрниң бири болған «дохтурханилардики йуқумлинишқа тез дийагноз қойуш» та бөсүш характерлик байқашни  қолға кәлтүрүп, оттуриға қойған истанбул тәрәққийат университетидин  түрк алим, доктор университет оқутқучиси асийә қарақуллуқчу, бийологийәлик сензор техникисидин пайдилинип йасап чиққан үскүнә арқилиқ, бимарға бир нәччә минут ичидила йуқумлиниш дийагнози қойғили болиду.

игилинишичә, дохтурханида йуқумлиниш сәвәбидин, һәр йили миңларчә киши өлүп кетидикән, бу пәқәт түркийәла әмәс,  көплигән дөләтләр дуч келиватқан мәсилә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر