алтун учур - алақә мукапатиға еришти

фаһрәттин алтун «учур – алақә саһәсидики хизмәтлири билән йеңи бир дунйа қарашниң шәкиллинишигә қошқан төһпилири» сәвәблик «йилниң мунәввәр учур – алақә мукапати»ға лайиқ көрүлди.

1706791
алтун учур - алақә мукапатиға еришти

түркийә авази радийоси хәвири: «учур – алақә мунәввәр мукапати»ға лайиқ көрүлгән җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә идариси башлиқи фаһрәттин алтун: «бу мукапатни елишимға әмгики сиңгән, кечә – күндүз демәстин хизмәт қилған барлиқ сәпдашлиримға рәһмәт ейтимән» деди.

фаһрәттин алтун «учур – алақә саһәсидики хизмәтлири билән йеңи бир дунйа қарашниң шәкиллинишигә қошқан төһпилири» сәвәблик «йилниң мунәввәр учур – алақә мукапати»ға лайиқ көрүлди. у мукапатини түнүгүн кәчтә пайтәхт әнқәрәдики җумһур рәислик мәһкимисидә өткүзүлгән анадолу нәшрийатчилар җәмийитиниң 6 – нөвәтлик анадолу медийа мукапатлири мурасимида җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң қолидин алди.

фаһрәттин алтун иҗтимаий таратқудики адресида һәмбәһрилигән учурида анадолу нәшрийатчилар җәмийитигә миннәтдарлиқ билдүрүп: «учур – алақә саһәсидики хизмәтлиримиз йүзисидин бизгә бу мукапатни беришни лайиқ көргән анадолу нәшрийатчилар җәмийитигә рәһмәйт ейтимән. бу мукапатни җумһур рәисимизниң қолидин елиши бизни алаһидә иптихарландурди. бу мукапатни елишимға әмгики сиңгән, кечә – күндүз демәстин хизмәт қилған барлиқ сәпдашлиримға рәһмәт ейтимән. барлиқ сәпдашлирим билән бирликтә һөрмәтлик җумһур рәисимизниң ирадиси вә дунйа қаришини бойлап пүтүн күчимиз билән тиришчанлиқ көрситишни давамлаштуримиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر