«мираҗ қәндили» әтә идрак қилиниду

ислам дунйасида «аллаһниң һузуриға өрләш вә паклиниш» сүпитидә қобул қилинидиған «мираҗ қәндили» әтә идрак қилиниду.

1597991
«мираҗ қәндили» әтә идрак қилиниду

түркийә авази радийоси хәвири: ислам етиқадиға асасланғанда, муһәммәд әләйһиссалам «мираҗ кечиси» аллаһ тааланиң тәклипигә биинаән җәбраил әләйһиссаламниң рәһбәрликидә мәсҗиди һәрәмдин мәсҗиди әқсаға, у йәрдин асманға, үстүнки аләмләргә вә илаһий һузурға йүксәлгән.

«мираҗ кечиси» аллаһ таала муһәммәд әләйһиссаламға, инсанниң һайатлиқи, шан - шәрипи вә иззәт-һөрмитини қоғдаш, җәмийәтниң тинчлиқи вә бихәтәрликигә капаләтлик қилишни мәқсәт қилған он икки буйруқни вәһий қилған.

 

диний ишлар оргини диний хизмәтләр баш идариси, «мираҗ кечиси» мунасивити билән түрлүк паалийәтләрни уйуштуриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر