айал демәк һайат демәк, ашиқ демәк

җумһур рәислик мәһкимиси учур-алақә идариси 8-март хәлқара айаллар байримини «айал демәк» дегән нахша албоми билән тәбриклиди.

1596978
айал демәк һайат демәк, ашиқ демәк

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур-алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун 8-март хәлқара айаллар байрими мунасивити билән твиттер адресида учур һәмбәһирләп: «айал демәк һайат демәк, ашиқ демәк. айал демәк әмгәк вә үмид демәк, шәрәп вә ғурур демәк. 8-март хәлқара айаллар байрими мубарәк болсун» деди.

«айал демәк» нахшиси вә албомида, түнүгүндин бүгүнгичә айалларниң аилә вә җәмийәт һайатидики орни билән, һайатниң һәр саһәсигә қошқан төһпилири алаһидә гәвдиләндүрүлди.

азадлиқ урушидин 15-ийулғичә (2016-йили йүз бәргән фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң һәрбий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити), дийарбакир анилиридин вухән вируси (Kovid-19) ға қарши турушқичә айалларниң һекайси байан қилинған албом, азадлиқ урушида алдинқи сәпкә зәмбирәк оқи тошиған айалларниң көрүнүшлири билән башлиниду.

албомда, йеқин-йоруқлоири шеһит болған, 15-ийул һәрбий исйанида танкиларниң алдини тосқан, дийарбакирда әвлад нөвити тутқан вә вухән вирусиға қарши вәзипә өтигән айалларниң көрүнүшлири бар.

вухән вируси ваксинасини йасиған германийәниң бийо технологийә ширкити бийонтек (BioNTech) ниң қурғучилиридин бири доктор өзләм түрәҗиниң көрүнүшлириму бар болған албомда йәнә, маариптин сәнәткичә, билимдин сәһийәгичә, тәнтәрбийәдин йеза игиликигичә, қанундин мудапиә вә бихәтәрликкичә болған һәр саһәгә болған җәмийәтниң охшимиған қатламлирида мувәппәқийәт қазанған айалларниң фотографлириға орун берилди.

сөзи доктор һүсәйин балканҗи, музикиси йүҗәл арзән тәрипидин иҗад қилинған «айал демәк» дегән нахшиниң текисти төвәндикичә:

болмисақ болмайдиған айаллар биз,

йүкимиз дунйаниң әң еғир йүки.

тарих йаздуқ қоллиримиз билән,

тупрақни вәтән қилған пәрман биз.

 

йаримиз ашиқ бизниң, йаримиз ана,

өмәрләр пәтһиләр бәрдуқ җәннәткә.

җанлар өзләм билән йүгүрди вәзипигә,

дәртләрни сақайтқан дәрман биз.

 

һайат...һайат... һайат дегән немә?

айал демәк!

әмгәк, азап, үмид дегән немә?

айал демәк!

 

қуйаш, баһар, шәпқәт дегән немә?

әлифкә охшаш баши тик؛ игилмәс,

шәрәп демәк!

әлифкә охшаш баши тик йиқилмас, ғурур демәк!

 

һайатқа мәнә қошқан рәңләр биз,

хушаллиқни парлитип, матәмни йошуримиз.

башта вәтән, арқидин җан дәймиз,

байрақларни роһиға йөгигән биз.

 

сәнәт боламти биз болмисақ,

илһамни җушқунлатқан биз болмиған болсақ,

заманни тохтатқан көз болмиған болсақ,

чүшләрни сәвдаға һарғузған биз.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر