алтун «дунйа радийо күни» ни тәбриклиди

җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун «13 – феврал дунйа радийо күни» ни тәбрикләп йазма байанат елан қилди.

1582841
алтун «дунйа радийо күни» ни тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: алтун байанатида, «һәқиқәт садаси» болған барлиқ радийо хадимлириниң «13 – феврал дунйа радийо күни» ни тәбрикләп мундақ деди: «җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идариси болуш сүпитимиз билән, радийо мәдәнийитиниң даирисини кеәйтиш вә бейитишқа төһпә қошушни асаслиқ вәзипимиз дәп қараймиз.»

радийониң һазирму аммиви алақә дунйасидики әң күчлүк васитилиридин бири болуш алаһидиликини сақлап қиливатқанлиқини ейтқан алтун, түркийәдиму тунҗи радийо аңлитиш хизмити 1927-йили башланғандин буйан кәм болса болмайдиған алақә васитилириниң бири сүпитидә ролини җари қилдуруватқанлиқини, радийониң алди билән хәвәр  аңлитиш үчүн ишлитилгәнликини әскәртип мундақ деди: «тәлим - тәрбийә характерлик пирограммилири арқилиқ аммиви һайатта муһим рол ойниса, авазлиқ тийатир пирограммилири билән мәдәнийәт - сәнәт, еланлиқ пирограммилири билән иқтисадий саһәләрдә муһим рол ойниди, радийо қаналлири илғар технологийәләр сунуватқан дигитал имканийәтләрдинму пайдилинип, аңлиғучилирини муһим хәвәрләр билән кәң даирилик тәминләш иқтидарини йәниму зорайтти.»

у йәнә, бүгүнки күндә түркийәдә йәрлик, районлуқ вә дөләт дәриҗилик сүний һәмраһ, симлиқ вә интернет ул әслиһәлири билән аңлитиш бериватқан 933 радийо қанилида хәвәр, музика қатарлиқ охшимиған мәзмунларда милйонларчә инсанларға хизмәт сунулуватқанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر