америкалиқ айал «тирилиш әртуғрул» дин тәсирлинип мусулман болди

америка қошма штатлириниң висконсин иштатида 60 йашлиқ бир айал «тирилиш әртуғрул» телевизийә тийатиридин тәсирлинип мусулман болди.

1578076
америкалиқ айал «тирилиш әртуғрул» дин тәсирлинип мусулман болди
müslüman olan abd'li hatice (2).png

түркийә авази радийоси хәвири: висконсин иштатиниң кичик бир йезисида йашаватқан америкалиқ хатиҗә, «тирилиш әртуғрул» телевизийә тийатирида әң көп әртуғрул, турғут вә сәлҗан хатун персонажлирини әң йахши көридикән.

тарихий телевизийә тийатирида муһйиддин ибни әрәби персонажиниң диний мәзмунларни өз ичигә алған дийалоглири, америкалиқ айалниң һайатиға йеңи бир мәнилик муһитни қошқан.

хатиҗә, «тирилиш әртуғрул» телевизийә тийатириниң ислам диниға йүзлиниши вә һәқиқәтләрни өгинишидә муһим рол ойниғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «тарихқа болған қизиқишим мени <тирилиш әртуғрул> телевизийә тийатириға бәнт қилип қойди, бәхтимгә йариша бу телевизийә тийатирини көрүптикәнмән, чүнки бу телевизийә тийатири мениң нәзәр даирәмни кеңәйтти, шуниң билән, мән ислам динини тонуш пурситигә ериштим.»

ислам дини һәққидә техиму көп мәлуматқа еришиш үчүн наһайити көп қуран кәримниң инглизчә тәрҗимисини оқуғанлиқини әскәрткән хатиҗә, һазирқи нишаниниң дәсләпки қәдәмдә түркийәни көрүш, һәтта түркийәгә йәрлишиш икәнликини қәйт қилди.

түрк таамлириниң тәмини тетишқа сәл қаримайдиғанлиқиниму ейтқан вә тамақ етиш усуллириға қарап, бир қисим түрк таамлирини етишни синап баққанлиқини  байан қилға хатиҗә, бовисиниң норвегийәдин америкаға кәлгәнликини, йеқинда DNA тәкшүрткәнликини вә йилтизлирида бираз болсиму түрк изи көрүшни үмид қилидиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر