«5A-түрксат» сүний һәмраһи мувәппәқийәтлик қойуп берилди

түркийәниң йеңи сүний һәмраһи «5A-түрксат» әнқәрә вақти 05:15 өткәндә американиң флорида иштатидики кейп канаверал базиси (Cape Canaveral) да мувәппәқийәтлик қойуп берилди.

1559807
«5A-түрксат» сүний һәмраһи мувәппәқийәтлик қойуп берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң 5-әвлад сүний һәмраһи болған «5A-түрксат», спейс екс (Space X) ширкитиниң 9-фалкон ракетаси билән аләмгә әвәтилди. әнқәрә вақти 4 тин 28 минут өткәндә қойуп бериш, һаварайи сәвәбидин тәхминән бир саәт кечиктүрүлүп, 5 тин 15 минут өткәндә әмәлгә ашти.

түркийә қатнаш министири адил караисмаилоғлу түрксатниң әнқәрә гөлбешидики мәркизидә өткүзүлгән йиғинда, сүний һәмраһниң өзиниң орбитасиға қарап һәрикәт қилишни башлиғанлиқини билдүрүп: «35 минут өткәндә 5A-түрксат сүний һәмраһидин тунҗи сигнал кәлди. сүний һәмраһ сәпирини давамлаштуруватиду. бу сәпәр төт ай давамлишиду, андин синақ қилишни башлаймиз вә сүний һәмраһ вәзиписини башлайду» деди.

у буниңдин кейин, 5B вә6A  сүний һәмраһлириниңму қойуп берилидиғанлиқини билдүрүп: «һазир йасилиши ахирлашқан вә синақлири қилинған 5B сүний һәмраһини ийун ейда қойуп беришни пилан қиливатимиз» деди.

у йәрлик вә миллий «6A –түрксат» сүний һәмраһини йасаш ишлириниң давамлишиватқанлқини вә 2022-йилиниң дәсләпки айлирида қойуп беришни пилан қилғанлиқлирини қәйт қилди.

у қолға кәлгән тәрәққийатларниң давамида, аләмгә адәм чиқириш пиланидин бешарәт берип, йеңи әвладларниң буниңға толиму қизиқидиғанлиқини вә алдимиздики йилларда буларниңму әмәлгә ашидиғанлиқини әскәртти.

«5A-түрксат» сүний һәмраһ орбитасидики частота вә орбита һәқ-һоқуқлирини 30 йиллиқ капаләткә игә қилиду. 31 градус шәрқий орбитада түркийә, йавропа, оттура шәрқ, шималий африқа, оттура ғәрбий африқа, җәнубий африқа, ақдеңиз, әгә деңизи вә қара деңизни өз ичигә алидиған кәң җуғрапийәдә, телевизийә пирограммилирини тарқитиш вә хәвәрлишиш хизмитини бериду. сүний һәмраһ орбитасиға йетип бериш үчүн төт ай сәпәр қилип, бу йил (2021) ниң иккинчи чарикидә хизмитини башлайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر