фатиһ султан мәһмәт көврүки көк рәңгә пуркәлди

истанбулда асийа қитәси билән йавропа қитәсини бир-биригә туташтуридиған фатиһ султан мәһмәт көврүки 3-декабир дунйа мейиплар күнидә диққәт қозғаш мәқситидә көк рәң билән йорутулди.

1539394
фатиһ султан мәһмәт көврүки көк рәңгә пуркәлди

түркийә авази радийоси хәвири: һәр йили 3-декабирда мейипларға диққәт тартиш мәқситидә тәбриклинидиған дунйа мейиплар күни рамкисида, нурғунлиған рәңдар паалийәтләр өткүзүлиду. муһим күнләрдә охшимиған рәңдә йорутулидиған истанбулниң символи болған фатиһ султан мәһмәт көврүки, бу қетим дунйа мейиплар күни үчүн көк рәңдә йорутулди.

түркийә ақай җәмийитиниң башлиқи нәҗла сүмәр  бу һәқтә байанат елан қилип, вухән вируси

 (Kovid-19) мәзгилидә, мейиплар вә уларниң аилилириниң әң көп қийинчилиққа дуч кәлгәнликини қәйт қилди.

у: «3-декабир дунйа мейиплар күнидә фатиһ султан мәһмәт көврүкиниң көк рәң билән йорутулушини тәләп қилдуқ. һәммимиз бу мусапидә көк рәңгә еһтийаҗлиқ. көк рәңни үмид дәп қараймиз. көврүкни көк рәңгә пуркәштики мәқситимиз, җәмийәттә мейипларға диққәтни тартиш» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر