форбес: түркийә учқучисиз аппаратлири сиһирлик оқ

америкада алдинқи қатарда туридиған журналлардин «форбес» журнили, түркийәниң һәрбий учқучисиз һава аппаратини «сиһирлик оқ» дәп атиди.

1525777
форбес: түркийә учқучисиз аппаратлири сиһирлик оқ

түркийә авази радийоси хәвири: «форбес» журнили түркийә йасиған учқучисиз һава аппаратлирини тонуштуруп мақалә басти.

давид хамблиң (David Hambling) тәрипидин йезилған мақалидә, әзәрбәйҗанниң әрменийәгә қарши бир қанчә охшимиған һава аппарати ишләткәнликини, буларниң арисида әң үнүмлүк болғининиң түркийәниң учқучисиз һава аппаратлири икәнлики қәйт қилинди.

« TB-2-байрактар» типлиқ учқучисиз һава аппаратлириниң мувәппәқийәтлири махташ ичидә тилға елинған мақалидә, түркийәдә йасалған учқучисиз һава аппаратлириниң илгириму ирақ вә ливийәдә зор тәсир пәйда қилғанлиқи әскәртилди.

мақалидә, « TB-2-байрактар» типлиқ учқучисиз һава аппаратлириниң америка вә исираилийәдә йасалған учқучисиз һава аппаратлиридин техиму илғар икәнлики билдүрүлди.

буниңдин бурунму дунйаға мәшһур «иқтисадшунаслиқ» журнили (The Economist), қарабағ алдинқи сепидә түркийәниң учқучисиз һава аппаратлириниң тәсириниң зор болидиғанлиқини тәхмин қилған иди.

б б с (BBC) му « TB-2-байрактар» типлиқ учқучисиз һава аппаратини, «учқучисиз һава аппаратлири базириниң йултузи» дәп тәриплигән иди.

русийә билән йапонийәниң таратқулиридиму түркийәниң учқучисиз һава аппаратлири кәң орун алған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر