дунйа йемәк-ичмәк пирограммиси нобел тинчлиқ мукапатиға еришти

2020-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати ачарчилиққа қарши көрсәткән тиришчанлиқлири вә урушниң тәсиригә учриған районларда тинчлиқ шараитлирини йахшилашқа қошқан төһпилири сәвәбидин дунйа йемәк-ичмәк пирограммиси (WFP) ға берилди.

1506134
дунйа йемәк-ичмәк пирограммиси нобел тинчлиқ мукапатиға еришти

түркийә авази радийоси хәвири: норвегийә нонел комитети тинчлиқ мукапатиниң «дунйа йемәк-ичмәк пирограммиси» ға берилгәнлики һәққидә байанат елан қилди.

байанатта, 2020-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән дунйа йемәк-ичмәк пирограммисиниң ачарчилиққа қарши көрсәткән тиришчанлиқлири, урушниң тәсиригә учриған районларда тинчлиқ шараитлириниң йахшилинишиға қошқан төһпилири, ачарчилиқни уруш вә уруш қорали қилип пайдилинишниң алдини елишта, иттиргүчи күч болуп һәрикәт қилиши сәвәби билән, мукапатқа лайиқ көрүлгәнлики қәйт қилинди.

дунйа йемәк-ичмәк пирограммисиниң ачарчилиққа қарши күрәш қилған вә йемәк-ичмәк бихәтәрликини қоғдиған дунйадики әң чоң инсанпәрвәрлик йардәм тәшкилати икәнлики билдүрүлгән байанатта, 2019-йилида 88 дөләттә йемәк-ичмәктә бихәтәр болмиған вә ачарчилиқниң қурбани болған 100 милйонға йеқин кишигә йардәм қилғанлиқи әскәртилди.

байанатта, вухән вируси (Kovid-19) мәзгилидә, дунйада ачарчилиққа қарши күрәш қилғанларниң санида ешиш болғанлиқи, дунйа йемәк-ичмәк пирограммисиниң вабаға қарши тиришчанлиқини техиму ашурушта кишини тәсирләндүридиған дәриҗидә ғәйрәт қилғанлиқи тәкитләнди.

байанатта йәнә, дунйа йемәк-ичмәк пирограммиси вә башқа йемәк-ичмәк тәшкилатлири тәләп қилған малийә йардимигә еришәлмисә, дунйаниң кишиниң әқли йәтмәйдиған ачарчилиқ киризисигә дуч келидиғанлиқи қәйт қилинди.

дунйа йемәк-ичмәк пирограммиси, йардәмгә еһтийаҗлиқ дөләтләрдә иқтисадий вә иҗтимаий тәрәққийатни қоллаш мәқситидә йемәк-ичмәк йардәм қилиш, җиддий һаләт вә киризис вақитлирида оттуриға чиққан йемәк-ичмәк еһтийаҗлирини қамдаш, б д т тәшкилатлири вә йемәк-ичмәк, йеза игилики оргининиң тәвсийәлири бойичә дунйа йемәк-ичмәк бихәтәрликини қоғдаш мәсилилири бойичә вә 2030-йилиғичә давамлаштурғили болидиған тәрәққийат нишанлири тоғрисида паалийәт қилиду.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر