итлар йолини тапалайдикән

тәтқиқатчилар орманлиқта GPS (йәршари орун бәлгиләш системиси) тақалған итларни нөвәт билән қойуп бәрди.

1460354
итлар йолини тапалайдикән

түркийә авази радийоси хәвири: тәтқиқатчилар орманлиқта GPS (йәршари орун бәлгиләш системиси) тақалған итларни нөвәт билән қойуп бәрди.

итлар қойуп берилгәндин кейин, орманға қарап маңди вә мәлум арилиқтин кейин хоҗайинлири чақирди.

тәкшүрүш нәтиҗисидә, итларниң икки хил усулниң биридин пайдилинип, игисиниң йениға қайтип келәләйдиғанлиқи бекитилди.

«из қоғлаш усули» дәп атилидиған биринчи хил усулда, итлар бурниниң йардимидә өткән йолни бойлап маңди.

иккинчи хил усулда, итлар алимлар тәрипидин «компас йүгүрүш» дәп ениқлима бәргән усул бойичә синалди.

бу усулда итлар маңған йолни әмәс, башқа йолни таллиди. улар йәнә башлиниш нуқтисиға қайтиштин бурун шимал вә җәнуб йөнилишидә 20 метир йүгүрди.

алимларниң қаришичә, иккинчи хил усулда синалған итлар намәлум нуқтида, йолини тепиш үчүн дунйаниң шимал-җәнуб гео магенит оқиниң йөнилиши бойичә һәрикәт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر