т р т ниң қираәт мусабиқиси ахирлашти

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған т р т 2017-йилидин тартип рамизан ейида мәхсус өткүзүлидиған һәл қилғуч қираәт мусабиқисиға, телевизийә арқилиқ қатнишип, маһирларни тәбриклиди.

1420617
т р т ниң қираәт мусабиқиси ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қуран кәримни тилавәт қилишниң, қуран ейи болған рамизанни лайиқида өткүзүшниң гүзәл йоллиридин бири икәнликини қәйт қилди.

у мусабиқигә әҗир сиңдүргән түркийә диний ишлар идарисиниң башлиқи әли әрбаш билән т р т башқуруш һәйитиниң башлиқи вә баш мудири ибраһим әрәнгә тәшәккүр ейтти.

т р т баш мудири ибраһим әрән 2017-йили тарқитилишқа башлиған биринчи күнидин башлап һәр йили тамашибинларни көпәйтикән вә тамашибинларниң махтишиға сазавәр болған пирограммиға айланғанлиқини билдүрди.

мусабиқидә, һүсәйин акбулут биринчи, муһәммәт сизҗан иккинчи, әййуп әнсар қилич үчинчи болди. нәтиҗигә еришкәнләргә охшимиған миқдарда сап алтун мукапат берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر