иран билән һиндонезийәдә йәр тәвриди

иранниң җәнубиға җайлашқан һүрмүзган иштатиға қарашлиқ һәмир наһийәсидә вә һиндонезийәниң шәрқий нуса теңгара иштатида 5.4 бал йәр тәвриди.

1378748
иран билән һиндонезийәдә йәр тәвриди

түркийә авази радийоси хәвири: теһран универстети йәр тәврәш тәтқиқат мәркизи йәр һүрмүзәан иштатида йәр тәвригәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, бу қетимқи 5.4 баллиқ йәр тәврәшниң мәркизий нуқтиси һүрмүзган иштатиға қарашлиқ һәмир наһийәси руйдәр базири икәнлики, шу йәр вақти бүгүн (16-март) әтигән 01:34 минут өткәндә, йәрдин 16 километир чоңқурлуқта йүз бәргәнлики қәйт қилинди.

һазирчә, йәр тәврәштә өлүм-йетим һадисиниң йүз берип-бәрмигәнлики тоғрисида мәлумат елан қилинмиди.

һиндонезийә метерологийә климат вә геофизика идариси мәркизий қуқтиси шәрқий нуса теңгара иштатиниң коди сумба райониниң ғәрбий җәнубиға 147 километир келидиған җайда, йәрдин 10 километир чоңқурлуқта 5.4 бал йәр тәвригәнликини елан қилди.

йәр тәврәштә өлүм-йетим һадисиниң көрүлмигәнлики билдүрүлди. йәр тәврәштин кейин, деңиз ташқини тоғрисидиму агаһландуруш елан қилинмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر