түркийә билән пакистан ислам дүшмәнликигә қарши  күрәш телевизийә қанилини ишқа кириштүриду

пакистан баш министири имран хан түркийә, пакистан вә малайшийаниң ислам дүшмәнлики оттуриға чиқарған қийинчилиқларға қарши  күрәш қилиш үчүн ингилиз тилида ортақ телевизийә қанилини ишқа кирштүридиғанлиқини уқтурди.

1276959
түркийә билән пакистан ислам дүшмәнликигә қарши  күрәш телевизийә қанилини ишқа кириштүриду

түркийә авази радийоси хәвири: имран хан бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиридә чақирилған 74 – нөвәтлик омумий кеңәш йиғини даирисидә, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған,  малайшийа баш министири махатир муһәммәд билән ортақ учришиш елип барғандин кейин, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида мундақ деди: «бүгүн түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған,  малайшийа баш министири махатир муһәммәд билән учришиш елип бардуқ. учришишта, ислам дүшмәнлики оттуриға чиқарған қийинчилиқларға қарши  күрәш қилиш үчүн ингилиз тилида ортақ телевизийә қанилини ишқа кириштүрүшни қарарлаштурдуқ. дәрвәқә, бу арқилиқ инсанларниң мусулманларға қарита хата тонушини түзәткили болиду. ишқа кириштүрүлгүси телевизийә қанилида диний қиммәтләргә һақарәт қилиш мәсилиси тоғра шәкилдә оттуриға қойулиду, инсанларни тоғра учурлар билән тәминләш вә уларниң хата чүшәнчисигә хатимә бериш үчүн мусулманларниң тарихи тонуштурулған филимләр вә телевизийә тийатирлири ишлиниду. қисқиси, бу телевизийә қанилиниң ишқа кириштүрүлүши билән  мусулманларға хас  ахбарат оргини ройапқа чиқирилған болиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر