й т б йеңи әвладларниң түрк тили вә мәдәнийитини өгинишигә һәссә қошуватиду

чәт әлдики түркләр вә қериндаш хәлқләр идариси-й т б (YTB) ниң башлиқи абдуллаһ әрән й т б ниң йеңи әвладларниң түрк тили вә мәдәнийитини өгинишигә һәссә қошуватқанлиқини ейтти.

1275501
й т б йеңи әвладларниң түрк тили вә мәдәнийитини өгинишигә һәссә қошуватиду

түркийә авази радийоси хәвири: й т б башлиқи абдуллаһ әрән тәкшүрүп, тәтқиқ қилиш вә һәр хил учришишларда болуш үчүн канадаға йетип барди. у өзигә һәмраһ болуп барған һәйәт билән канадада йашаватқан бошнақларниң җамәсини вә җәмийәт мәркизини зийарәт қилди.

у һәйәт билән бирликтә түркийәниң торонтода туруватқан консули синәм минган вә консулханиниң маарип ишлириға мәсул хадими бүләнт чифитчи, канададики түрк җәмийәтлири вә вәхпилириниң вәкиллири билән көрүшти. көрүшүштин кейин, анадолу ислам мәдәнийәт мәркизигә берип, мәркәз мәсуллири билән учрашти.

анадолу ислам мәдәнийәт мәркизиниң башлиқи асим хоҗа мәркәзниң канадада й т б билән ортақ лайиһәләрни әмәлгә ашуруватқан иҗтимаий тәшкилатларниң бири икәнликини билдүрди.

асим хоҗа йеңи мәзгилдә й т б ниң қоллиши астида лайиһәләр арқилиқ түрк вә башқа хәлқләрниң йашлирини пирограммилирида тәшкилләйдиғанлиқлирини қәйт қилди.

абдуллаһ әрән сөз қилип, й т б ниң хизмәтлири вә лайиһәлири тоғрисида мәлумат бәрди.

у җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң «дунйа бәштин чоң» дегән байанати билән қайтидин үмидләнгән мәзлум милләтләрниң, авазини дунйаға аңлатқан түркийәгә буралғанлиқи билдүрүп: «й т б му бешини түркийәгә буриған милләтләрниң тәшкилати. чәт әлләрдә йашайдиған түркләрниң әң муһим мәсилилири болса, йеңи әвладларниң түрк тилини вә мәдәнийитини өгиниши болуп һесаблиниду. тәййарлиған лайиһәлиримиз билән, бу мәсилиләрни имканийәтниң беричә йиниклитишкә һәссә қошимиз» деди.

у ахирида, канада миқйасида охшимиған җәмийәт вә вәхпиләр билән һәр хил лайиһәләрни әмәлгә ашурғанлиқлирини хатирилитип, бу йил нурғун лайиһәләрни әмәлгә ашуруш үчүн тиришқанлиқлирини қәйт қилди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر