мисирда бир қәдимий шәһәр қалдуқлири байқалди

мисирниң искәндәрийә шәһиридә рим дәвригә тәвә қәдимий шәһәр қалдуқлири тепилди.

1239042
мисирда бир қәдимий шәһәр қалдуқлири байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: мисир тарихий йадикарлиқлар оргини башлиқи әймән әшмави йазма байанат елан қилип, мисир вә полшалиқ археологларниң искәндәрийә шәһиридә елип барған ортақ хизмәтлири нәтиҗисидә, рим дәвригә тәвә қәдимий шәһәр қалдуқлириниң тепилғанлиқини уқтурди.

әшмави, миладидин кейинки 4 – вә 6 – әсирләргә тәвә икәнлики ениқланған шәһәрдә, кичик бир тийатир, императорлуқ һаммами вә бир университетқа аит болса керәк дәп қаралған 22 данә дәрсликниң қалдуқлириниң барлиқини қәйт қилди.

римлиқлар, миладидин бурунқи 30 – йиллардин миладидин кейинки 641 – йиллар арисида мисирда һөкүм сүргән болуп, тарихчилар у дәврдики мисирни «рим вә византийә мисири» дәп атайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر