« The Network» намлиқ һөҗҗәтлик филим германийәдә қойулди

« The Network» намлиқ һөҗҗәтлик филим германийәниң пайтәхти берлинда қойулди.

1234304
« The Network» намлиқ һөҗҗәтлик филим германийәдә қойулди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийи учур - алақә ишлири башқармисиниң лайиһәси даирисидә TRT World тәрипидин ишләнгән вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириниң һәқиқий әпт – бәшириси ечип ташланған « The Network» намлиқ һөҗҗәтлик филим, берлиндики «әлһәмра» киноханисида қойулди.

дунйаға даңлиқ ингилиз журналист андрев вилсон тәрипидин ишләнгән һөҗҗәтлик филим тамашибинларниң қизғин алқишиға еришти.

түркийәниң берлин баш әлчиси әли кәмал айдин, берлин баш консули мустафа чәлик, әлчи мәслиһәтчи уфуқ гәзәр қатарлиқларму һөҗҗәтлик филимни көрүш паалийитигә қатнашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر