түркийәниң илмий бирикмилири чәт тилларға тәрҗимә қилиниду

түркийә диний ишлар башқармиси башлиқи әли әрбаш, рәқәмлик нәшрийатчилиқ башқармисиниң қурулидиғанлиқини, түркийәдики илмий бирикмиләрниң чәт тилларға, болупму әрәбчигә тәрҗимә қилинидиғанлиқини ейтти.

1199648
түркийәниң илмий бирикмилири чәт тилларға тәрҗимә қилиниду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә диний ишлар башқармиси башлиқи әли әрбаш, түркийә дийанәт вәхпи ислам тәтқиқатлири мәркизиниң иптар паалийитидә сөз қилип, ислам тәтқиқатлири мәркизиниң кутубханисида 2 милйондин артуқ әсәрниң барлиқини билдүрди вә сөзини давамлаштуруп, «чоң бир кутубханиға еһтийаҗ бар. буниңға алақидар пиланму бар» деди.

рәқәмлиқ нәшрийатчилиқ башқармисиниң қурулидиғанлиқини билдүргән әли әрбаш, дийанәт илми журнилиниң әрәб тилидиму нәшр қилинидиғанлиқини, ийул ейида чиқидиған мәзкур журналниң дунйадики нурғун кутубханиларға әвәтилидиғанлиқини қәйт қилди.

у йәнә, үч әсирдин буйан түркийәдә йезилған муһим әсәрләрни дунйаға тонутуш үчүн, әрәб вә инглиз тилида тизимликләрниң чиқирилип дунйа кутубханилириға әвәтилидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر