«тирилиш әртуғрул» ниң чолпанлири кувәйттә қизғин алқишқа еришти

түркийә радийо – телевизийә баш идарисиниң рекортни бузуп ташлиған «тирилиш әртуғрул» телевизийә тийатириниң баш қәһримани әнгин алтан дүзйатан кувәйттә мәстанлири билән көрүшти.

1190658
«тирилиш әртуғрул» ниң чолпанлири кувәйттә қизғин алқишқа еришти

түркийә авази радийоси хәвири: өзиниң намидин ишләпчиқирилидиған әтирни тонуштуруш паалийитигә қатнишиш үчүн кувәйткә кәткән дүзйатан, пайтәхт кувәйттики «әлһәмра равиқи» да мәстанилири билән бир йәргә җәм болди.

учришишқа, түркийәниң кувәуйт баш әлчиси айшә һилал койтақтин сирт йәнә, әнгин алтан дүзйатанниң мәстанилиридин йүзләрчә киши иштирак қилди.

«тирилиш әртуғрул» телевизийә тийатириниң музикисиға  тәңкәш қилинип ишқа ашурулған учришишта, дүзйатанниң мәстанлири униң билән хатирә сүрәткә чүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر