түркийә йәмәнгә инсанпәрвәрлик йардими әвәтишни тохтатмиди

түркийә инсанпәрвәрлик йардәм хизмәтлири рамкисида, йәмәнгә 11 миң йемәк-ичмәк болиқи әвәтти.

1186497
түркийә йәмәнгә инсанпәрвәрлик йардими әвәтишни тохтатмиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә қизилай җәмийитиниң йәмәндики қизилай һәйити мәсули мустафа айдин 11 миң йемәк-ичмәк болиқини тарқитиш ишлириниң мариб шәһиридин башланғанлиқини билдүрди.

у түркийә хәлқиниң йәмәнликләргә йардәм қолини узитиш сәпәрвәрлик паалийити даирисидә, тәхминән 440 килогирамлиқ йардәмләрниң 30-апрелғичә (сәйшәнбә) тарқитилидиғанлиқини әскәртип, йардәмләрниң рамизандин бурун мариб, һадрамәвт, әбйән, лаһиҗ, әдән вә таиз қатарлиқ шәһәрләрдики моһтаҗ кишиләргә, мусапирларға, шеһит аилилиригә вә қуран курси оқуғучилириға йәткүзүлидиғанлиқини қәйт қилди.

түркийә нурғунлиған җәмийәтләрниң қоли арқилиқ йәмәндә ички уруш сәвәбидин йурт-маканлиридин айрилған мусапирларға вә кәмбәғәл аилиләргә инсанпәрвәрлик йардәмлирини йәткүзмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر