москвада норуз байрими тәбрикләнди

«баһарниң бишарәтчиси» дәп қарилидиған норуз байрими русийәниң пайтәхти москвадиму тәбрикләнди.

1169733
москвада норуз байрими тәбрикләнди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә йәрмәнкә мәркизидә өткүзүлгән мурасимға қазақ, өзбек, таҗик, уйғур, қирғиз, әзәр вә башқа хәлқләрдин болуп миңларчә адәм иштирак қилди.

тәбрикләш паалийитидә түрк дунйасиниң хәлқ уссуллири орундалди, охшаш болмиған әлләрдин кәлгән сәнәтчиләр һәрхил номурларни орундиди.

паалийәткә миллий кийимлирини кийишкән һалда иштирак қилған миңларчә адәм, охшаш болмиған милләтләрниң түрлүк таамлирини тетип беқиш пурситигә еришти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر