һолливуд чолпини түрк филимини қолап учур тарқатти

йеңи зеландийәлик һолливуд чолпини вә режиссор рассел кров твиттерда 15-март (җүмә) күни тамашибинлар билән йүз көрүшкән «түрк иши дондурма» (Türk İşi Dondurma) филими тоғрисида учур һәмбәһирләп, қоллайдиғанлиқини билдүрди.

1166223
һолливуд чолпини түрк филимини қолап учур тарқатти

түркийә авази радийоси хәвири: оскар мукапатиға еришкән әсли йеңи зеландийәлик һолливуд чолпини рассел кров чанаққәлә уруши җәрйанида, австиралийәдә йашиған икки түркниң өз дөлити үчүн қилған күриши баш тема қилинған «түрк иши дондурма» намлиқ филимниң режиссори җан улкайниң учурлирини һәвәскарлири билән ортақлашти.

рассел кров улкайниң «түрк иши дондурма филиминиң көрүнүшлири, тамашибинлар билән йүз көрүшти» сәрләвһилик видеосини һәмбәһирлиди.

твиттерда 2 милйон 700 миңдин артуқ әгәшкүчиси болған рассел кров 2014-йили режиссорлуқ қилған «ахирқи үмид» филимидә, 1919-йили чанаққәлә урушидин кейин түркийәгә кәлгән вә гәлиболуда йоқап кәткән үч пәрзәнтини издигән конорниң ролини алған иди.

«түрк иши дондурма» филими тарихта йүз бәргән һәқиқий вәқә баш тема қилинған болуп, филимниң музикисини фаһир атакоғлу ишлигән. җанәр куртаран, марлен масевс, тристан александер, җеймес фарлей, алма тәрзич вә карл ворсон қатарлиқлар рол алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر