«чағдаш йипәк йоли ортақ сайаһәт лайиһәси тәрәққийатниң вастисидур»

түркий тиллирида сөзлишидиған дөләтләр бирлики (түрк кеңиши)баш катипи бағдад амрейев чағдаш йипәк йоли ортақ сайаһәт лайиһәсиниң тәрәққийатниң вастиси икәнликини билдүрди.

1051670
«чағдаш йипәк йоли ортақ сайаһәт лайиһәси тәрәққийатниң вастисидур»

түркийә авази радийоси хәвири: түркий тиллирида сөзлишидиған дөләтләр бирлики (түрк кеңиши)баш катипи бағдад амрейев, чағдаш йипәк йоли ортақ сайаһәт лайиһәсиниң сайаһәтчилик саһәсидә ташланған қәдәм болупла қалмастин, тәрәққийат лайиһәси вә өз-ара тәҗрибә ортақлишишта муһим вастә икәнликини әскәртти.

амрейев қазақистанниң пайтәхти астанада «бирлик йолида»намлиқ йипәк йоли дөләтлири хәлқара сайаһәтчилик мунбириниң ечилиш мурасимида сөз қилип, түрк кеңишиниң чағдаш йипәк йоли ортақ сайаһәт лайиһәсиниң түрк кеңишигә әза дөләтләрниң сайаһәтчилик саһәсидики һәмкарлиқиниң асасини тәшкил қилидиғанлиқини билдүрди.

тәшкилатқа тәвә дөләтләрниң пирезидентлириниң мәзкур сайаһәт лайиһәсиниң риқабәт күчини ашурушта алақидар орунларға йолйуруқ бәргәнликлирини әслитип өткән амрейев, мәзкур лайиһәни техиму җәлп қиларлиқ һаләткә кәлтүрүш үчүн түрк һава йоллири (авиатсийә)ширкити билән астана һава йоллири (авиатсийә)ширкитиниң қоллишиға еһтийаҗ барлиқини ейтти.

амрейев мундақ деди: «чағдаш йипәк йоли сайаһәт лайиһәси ноқул сайаһәтчилик саһәсидә ташланған қәдәм болупла қалмастин тәрәққийат лайиһәси вә өз-ара тәҗрибә алмаштурушта муһим вастидур.»

қазақистан мәмликәтлик сайаһәт ширкити тәрипидин өткүзүлгән мунбәргә түркийә, өзбекистан, қазақистан, русийә, хитай, әнглийә, германийә, руминийә вә испанийә қатарлиқ дөләтләрдин нурғун сайаһәт мутәхәсиси вә меһман иштирак қилди.

сайаһәтчилик мулазимәтлирини базарға селиш, интернет арқилиқ сайаһәт мулазимәтлирини тонуштуруш, сайаһәтчи вә авиатсийә тиранспорти, сайаһәтчилик вә қатнаш саһилилириға техиму көп мәбләғ селиш вә йипәк йоли дөләтлири арисида өз-ара мәнпәәт йәткүзидиған тор шәкилләндүрүш қатарлиқ мәсилиләр кеңәш қилинидиған мунбәр әтә ахирлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر