т р т ворлд 15-ийул тоғрисида китаб нәшр қилди

т р т ворлд қанили 2016-йили йүз бәргән 15-ийул һәрбий-сийасий өзгириш қозғаш урунуши тоғрисида төт тилда китаб нәшр қилип тарқатти.

1009810
т р т ворлд 15-ийул тоғрисида китаб нәшр қилди

түркийә авази радийоси хәвири: фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати параллел дөләт қурулмисиниң 2016-йили 15-ийулдики мувәпәқийәтсиз һәрбий-сийасий өзгириш қозғаш урунушиниң ички вә ташқи динамиклири тәһлил қилинған " History and Memory: TRT World in the Face of July 15 Coup" намлиқ китаб, 15-ийулниң иккинчи йиллиқида түркчә, инглизчә, әрәбчә вә немисчә тиллирида нәшр қилинди.

т р т ворлд (TRT World) тармиқидики т р т ворлд тәтқиқат мәркизий (TRT World Research Centre) тәрипидин өткән йили тәййарланған вә даңлиқ тарихчи һалил бәрктай тәһрирлик қилған мәзкур китаб, икки бөлүм қилип нәшр қилинди.

китабниң биринчи бөлүмидә, 15-ийулдин бурун йүз бәргән вәқәләр, 15-ийулдики ачқучлуқ кишиләр вә һәрбий-сийасий өзгиришниң алдини алған кишиләр, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң йиллардин бери дөләтниң истратегийәлик орунлириға мәхпий һалда қандақ орушлашқанлиқи, террорлуқ тәшкилатиниң каттибеши фәтһуллаһ гүләнниң һәрбий-сийасий өзгириш қозғаш урунушиға қандақ қоманданлиқ қилғанлиқи тәһлил қилиниду.

иккинчи бөлүмидә, 15-ийул кечиси йүз бәргән вәқәләр вә әтиси әтигәндә т р т ворлд қанили хизмәтчилири гуваһ болған һәмдә баштин кәчүргән вәқәләр байан қилиниду.

китабқа 15-ийулға мунасивәтлик нурғун фотографларму киргүзүлгән болуп, бу 15-ийулни дунйаға чүшәндүргән вә көп тилда нәшр қилинған кәң даирәлик китаб һесаблиниду.

т р т ворлд тәтқиқат мәркизий китабниң кәң оқурмәнләргә йәткүзүлүши үчүн нәшр қилинған барлиқ тилларда интернет бетидиму тарқатқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر