қатар ғәззәгә йардәм қилиду

қатар һөкүмити исираилийәниң қоршави астида туруватқан ғәззәгә 9 милйон доллар йардәм қилиду

907077
қатар ғәззәгә йардәм қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: қатар ғәззәни қайта қуруш комитетиниң башлиқи муһәммәд әлимади елан қилған йазма байанатида, қатар әмири әшшәйх тәмим бин һамәд әлсаниниң ғәззәгә 9 милйон доллар җиддий йардәм қилиниши үчүн йолйоруқ бәргәнликини әскәртти.

муһәммәд әлимади қатар әмириниң йолйоруқида, дора, тиббий әслиһәләр, күндилик турмуш буйумлири вә йеқилғу қатарлиқ мәсилиләр сәвәбидин қийин күнләрни баштин кәчүрүватқан ғәззә хәлқигә йардәм қилиш үчүн берилгәнликини билдүрүлди.

у қатар әмириниң йолйоруқини орунлаш вә өзара маслишишни әмәлгә ашуруш үчүн мушу ай ичидә пәләстинни зийарәт қилидиғанлиқини билдүрди. у сөзидә, мәзкур йардәмниң сәһийә ишлириға ишлитилидиғанлиқини вә йемәк-ичмәк үчүнму йардәм қилинидиғанлиқини қәйт қилди.

қатар «QNA» агентлиқиниң хәвиридә көрситилишичә, қатар әмири әшшәйх тәмим бин һамәд әлсани түнүгүн (8-феврал) һамас сийасий бийуросиниң башлиқи исмаил һәниййә билән телефонда көрүшүп, қоршав астидики ғәззәдә йүз бәргән инсаний вәзийәт вә сәһийә орунлириниң тақилишиға сәвәб болған йеқилғу мәсилиси тоғрисида мәлумат алған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر