һиндистан болливудниң артиси анталйа валийсини зийарәт қилди

болливудниң даңлиқ кино артислиридин җон абраһам анталйани йахши көргәнликини, шәһәрни һиндистанда тонуштуридиған әлчи болушни халайдиғанлиқини ейтти.

842818
һиндистан болливудниң артиси анталйа валийсини зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: болливудниң даңлиқ кино артиси җон абраһам анталйа валийси мүнир караоғлуни зийарәт қилди. абраһам зийарәт давамида қилған сөзидә, путбол командиси анталйада дәм еливатқанлиқи мунасивити билән бу йәргә кәлгәнликини, бундин бурун филим ишләш үчүн анталйаға кәлгәнликини вә шәһәрни көрүп һәйран қалғанлиқини қәйт қилди.

җон абраһам һиндистан болливуд мәркизиниң түркийәгә әһмийәт бериватқанлиқини әскәртип: «өткән йили анталйада бир ай туруп, бир филимниң сүритини алдуқ, бу җәрйанда анталйани йахши көрүп қалдим. анталйаниң һиндистандики әлчиси болушни иалаймән. тәнтәрбийә вә мәдәнийәт саһәсидә анталйа үчүн һиндистанда, һиндистанға бу йәрдә вәкили болушни халаймән, бу мәсилиләрдә үстүмгә чүшкән вәзипини ада қилишқа тәййармән» деди.

у һиндистан путбол командилириниң анталйани сайаһәт қилишни таллиши җәһәттә қолидиған келишичә тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини билдүрди.

анталйа валийси мүнир караоғлу абраһамниң зийаритидин мәмнун болғанлиқини билдүрди вә тәнтәрбийә һәмдә сәнәт саһәсидә икки дөләт мунасивәтлириниң тәрәққийатиға һәссә қошқанлиқи үчүн униңға тәшәккүр ейтти. валий мүнир караоғлу җон абраһамниң путбол командисини башлап анталйаға дәм елишқа кәлгәнликидин хурсән болғанлиқини алаһидә әскәртти вә түркийә билән һиндистан оттурисидики мунасивәтләрниң һәр саһә бойичә тәрәққий қилишини арзу қилидиғанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.

валий мүнир караоғлу зийарәт ахирида җон абраһамға лоңқа совға қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر