даңлиқ режиссор хопер аләмдин өтти

дунйаға даңлиқ америкилиқ режиссор тобе хопер 74 йешида аләмдин өтти.

797918
даңлиқ режиссор хопер аләмдин өтти

түркийә авази радийоси хәвири: қорқунчлуқ кино – филимләрниң мәшһур режиссори хоперниң, лос анжелестики өйидә тәбиий сәвәбләрдин һайатидин айрилғанлиқи әскәртилди.

сенарист, филим ишлигүчи вә режиссор дегән намлар билән тонулған хопер, 1943 – йили 25 – йанварда тексасниң австин шәһиридә дунйаға кәлгән, режиссорлуқ сәпириниң дәсләпки қәдимини 1960 – йилларда операторлуқ қилиш билән башлиған. қорқунчлуқ филимларниң байрақдари һесаблинидиған хопер, 1974 – йили «тексас қәтлиами» намлиқ филимини сүрәткә алған вә 300 миң доллардинму аз чиқим билән сүрәткә елинған «тексас қәтлиами» бу саһәдики әң тәсирлик филимләрниң бири болуп қалған.

у, 1982 – йили сенарийәсини стевен спиелберг йезип чиққан «йаман роһ» намлиқ филимини сүрәткә алған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر