марста адәм барму?

америка аләм қатниши идариси (NASA) марсқа әвәткән «қизиқиш» намлиқ машина адәм тартқан фотографларни тәтқиқ қилған америкилиқлар, ташқи пиланеталиқ бир җәңчини байқиғанлиқлирини илгири сүрди.

654260
марста адәм барму?

түркийә авази радийоси хәвири: америкилиқ паранормал крсбел исимлик бир киши 14-йанварда бир видеони һәмбәһирләп, «қизиқиш» тартқан қийа ташқа охшайдиған бир җисимни тәкшүрүп, тәтқиқ қилғанлиқини билдүрди. паранормал крсбелниң видеосидики фотографни чоңайтип йеқинлаштурғанда қийа ташқа охшайдиған җисимниң бәзи кино филимлиридики ташқи пиланета адәмлиригә охшайдиғанлиқини көргили болиду.

паранормал крсбел компийутерда фотографларни тәкшүрүп, у җисимниң савут кийгән вә қолида қорали бар җәңчигә охшайдиғанлиқини илгири сүрди. паранормал крсбел буниңдин илгириму марста, пирамида, баш сөңәклири вә һәйкәлгә охшайдиған нәрсиләрни байқиғанлиқи тоғрисида видео тарқатқан иди. униң бу қетим тарқатқан видеоси муназирә қозғиди. бәзи кишиләр: «бу бир қийа ташниң алдидики кичик қийа таш болуши мумкин» десә؛ йәнә бәзи кишиләр: «ташқи пиланетада адәм бар дәп қарайттим» деди.

бирақ, наса бу һәқтә һечнимә демиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر