меһманханиниң өрүлүши көңүл ечишқа айланди

американиң лас вигас шәһиридики тарихий ривийера меһманханисини өрүш, худдий көңүл ечиш паалийитигә охшап қалди.

553918
меһманханиниң өрүлүши көңүл ечишқа айланди

түркийә авази радийоси хәвири: ривийера меһманханиси қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири астида етилдақ вә салйотлар етилған һалда өрүлди. 60 йиллиқ тарихқа игә меһманханиниң һәрбир қәвитигә қойулған динамитларниң нөвәт билән партлиши нәтиҗисидә оттуриға чиққан мәнзирә кишиләрни җәлп қилди. бир қанчә сикунт ичидә чоң бир бина чаң-туманлар дөвисигә айланди. миңларчә адәм меһманханиниң өрүлүшини көрди. лас вигас йиғин вә зийарәтчиләр кеңиши 2 миң 75 йатақлиқ меһманханини сетивалған болуп, 2015-йили май ейида тақиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر