әтә мирач кечиси йад етилиду

ислам дунйасида «аллаһниң висалиға йетиш вә паклиниш» сүпитидә қобул қилинидиған мирач кечиси әтә (3 – май) пүтүн мусулманлар тәрипидин йад етилиду.

482784
әтә мирач кечиси йад етилиду

түркийә авази радийоси хәвири: ислам етиқадиға асасланғанда, пәйғәмбиримиз муһәммәд әләйһиссалам мирач кечиси җибираил әләйһиссаламниң һәмраһлиқида мәсҗиди һәрәмдин мәсҗиди әқсаға, андин асманға көтүрүлүп, аләмләрниң пәрвәрдигари улуғ аллаһниң һузуриға чиққан. бәш вақит намаз мирач кечиси пәрз қилинған вә аллаһқа шерик кәлтүрмигәнләрниң җәннәткә киридиғанлиқи тоғрисидики хуш хәвәрму бу кечә берилгән.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر