низамийә мәктәплири

сәлчуқийлар империйәси дәвридики низамийә мәктәплири

478240
низамийә мәктәплири

түркийә авази радийоси хәвири: түрк тарихи сан - санақсиз маарип йеңилиқлири билән толуп ташқан болуп, буларниң арисидики әң муһимлиридин бири низамийә мәктәплиридә елип берилған ислаһаттур. бу мәктәпләр сәлчуқийлар империйәси һакимийәт йүргүзгән җайларда ечилғаниди. анадолу фатиһи султан алпаслан ачқан низамийә мәктәплириниң оқуғучилири арисида йавропадин кәлгәнләрму бар иди. испанийә, сиҗилйә, шималий африқа вә анадолуниң һәрқайси җайлиридин келип, бүйүк сәлчуқийлар империйәси терротерийәсидики низамийә мәктәплиридә оқуйтти. бу мәктәпләрниң ечилиши үчүн вәзир низамулмүлүк алаһидә күч чиқарғанлиқи үчүн, «низамийә мәдрисилири» дәп аталған.

бүйүк сәлчуқийлар империйәси дунйа маарип тарихиға қалдуруп кәткән әң муһим мирас низамийә мәдрисилири дәп аталған мәктәпләр болуп, буларниң биринчиси 1063 – йили нишабурда ечилған низамийә мәдрисиси вақитниң өтүшигә әгишип, бағдад вә сәлчуқийлар империйәси терреторийәсидики башқа шәһәрләрдиму кеңәйгән. бу мәктәпләр ислам, түрк вә дунйа тарихиға наһайити зор тәсир көрсәткән маарип вә оқу - оқутуш  муәссәсәлиридур. низамийә мәдрисилири тәсис қилиништин бурун җамә, ханиқа, рәбат, өтәң вә карвансарайлар мәктәп вә мәдрисиләрниң орнини толдурған  муәссәсәләр иди. буниңдин башқа йәнә, низамийә мәдрисилири йеңи вә системилиқ мәктәпләр сүпитидә ечилғаниди. сәлчуқийлар империйәсиниң һәрқайси җайлирида бир – биридин чоң низамийә мәдрисилири селинған болуп, бүйүк сәлчуқийлар империйәси маарип саһәсидә дуч кәлгән мәсилиләрни һәл қилиш мәқситидә ечилған бу мәктәпләрниң асаслиқ нишани җәмийәтни илим – мәрипәт җәһәттин тәрәққий қилдуруш вә аң сәвийәсини ашуруш иди. шуңа бу мәдрисиләргә дөләт хәзинисидин наһайити көп  мәбләғ аҗритилғаниди.

сәлчуқийлар империйәсидики низамийә мәдрисилириниң көпинчиси сәлчуқийлар империйәси қурулған җуғрапийә болған бүгүнки күндики иран терреторийәсидә иди. нишабур, бағдад, исфаһан, тәбәристан, бәсрә, бәлх, җәзиреу ибни өмәр, һаргирд (һаф), мәрв, мусул, һерат, рәй, заһир, һарунийә мәдрисилирини өз ичигә алған низамийә мәктәплири иди. бу мәдирисиләрдин һазирғичә пәқәт һаргирд низамийә мәдрисисила сақлинип қалған. буниңдин башқа йәнә, анадолу, сүрийә, пәләстин вә мисирда низамийә мәдрисилириниң давами болған мәдисиләр ечилған болуп, бу мәдрисиләр «мәдрисә фонди җәмийәт системиси» тәрипидин ишқа кириштүрүлүватқан заманиви университет моделлириға охшаш алаһидиликләргә игә иди.  оқуғучилириға оқуш йардәм пули, устазлириға толуқ мааш бериләтти. низамийә мәдрисилириниң ечилишиниң узақ мәзгиллик сийасий втә мәдәний нәдитиҗилири болған. ислам мәдәнийитиниң гүллиниши вә шәрқий рим империйәсиниң йиримилишидә муһим рол ойниған «низамийә мәдрисилири» маарип вә оқу - оқутуш ислаһатиниң узақ мәзгиллик болидиғанлиқиға далаләт қилидиған муһим бир тарихий вәқәдур.

низамийә мәктәплири мәдәнийәт дәрслиридин сирт йәнә, нөвәттә «тәбиий пәнләр» дәп аталған рәқәмлик дәрсләрдиму әң илғар методлар арқилиқ үлгә йаратқаниди. дәрсләр арисида  чәт әл  тили, әрәбчә, парсчә, пасаһәтлик сөзлишиш, һөснихәт, гирамматика, тарих, математика, мәнтиқ, астрономийә, аләм билимлири, йултузшунаслиқ, геометир, җуғрапийә қатарлиқ дәрсләрму бар иди. низамийә мәктәплиридә оқуғучилар дини билиими вә етиқадий асаслириниң мустәһкәм турғузулуши үчүн «қуран кәрим» вә «һәдис» дәрслири алидиған болуп, «усул ‹метод›» му муһим дәрсләрдин бири иди.  «әдәб - әхлақ» дәрсидә адәттә аммиви әхлақ вә сөз - һәрикәт мизани өгитиләтти, сәнәткә әһмийәт беридиған мәдәнийәтлик җәмийәт бәрпа қилишни нишан қилидиған «адаби муашәрәт» дәп атилидиған «һайат илми» вә «хушхуйлуқ» дәрслириму бар иди.

низамийә мәктәплиридә вәзипә өтигән оқутқучилар вә оқуш пүттүргән оқуғучиларға нәзәр ташлиғинимизда, уларниң ичидә нурғунлиған мәшһур алимларниң барлиқини биливалалаймиз. мәсилән, җүвәйни, ғәззали, әбу исһақ ширази, әбу сәид әлһәрәви, әбулқасим сәмани қатарлиқлар.

низамийә мәктәплиридә йетишип чиққан оқуғучилар бир мәзгил өткәндин кейин сүрийә, мисир, анадолу вә балқан райониғичә берип, шу җайларда сәлчуқийлар империйәси заманидин етибарән оқуғучи йетиштүрүшкә башлиған. дунйа маарип тарихиниң әң муһим нәтиҗилирини қолға кәлтүрүштә муһим рол ойниған ислаһатлардин бири болған низамийә мәктәплириниң ечилиши түрк тарихидиму әң муһим маарип йеңилиқлиридин бири һесаблиниду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر