TRT «әң мунәввәр таратқу» мукапатиға еришти

бу йил 4 – қетимлиқи өткүзүлгән мукапат тарқитиш мурасимида TRT истанбул шәһәр радийоси «йилниң әң мунәввәр йәрлик радийоси» мукалатиға лайиқ көрүлди.

431405
TRT «әң мунәввәр таратқу» мукапатиға еришти

түркийә авази радийоси хәвири: TRT баш мудири шәнол гөка мурасимға қатнашти һәмдә бу йәрдә қилған сөзидә, радийода ишләватқан хадимларниң көзгә көрүнмәйдиған қәһриман икәнликини тәкитләп мундақ деди: «улар һәм көрүнмәстин сөйди һәм көрүнмәстин сөйүлди. шуңа мән радийода ишләватқанларниң һәммисини қәһриман дәп атаймән. шундақла бу йәрдиму нурғун қәһриманлар билән биллә туруватқанлиқимни һес қиливатимән.» фатиһ наһийәси тәрипидин өткүзүлгән мурасимда кәң хәлқ аммиси интернет арқилиқ беләт ташлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر