җалалиддин руминиң тәлимлиригә техиму көп еһтийаҗимиз бар

муавин баш министир нуман куртулмуш: «мәвланә җалалиддин руминиң тәлимигә һәр қачанқидин техиму көп еһтийаҗимиз бар» деди.

149511
җалалиддин руминиң тәлимлиригә техиму көп еһтийаҗимиз бар

түркийә авази радийоси хәвири: нуман куртулмуш чанаққәләниң гәлиболу наһийәсидә өткүзүлгән мәвланә җалалиддин руми вапатиниң 741 – йиллиқини хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән «шәби арус» мурасимиға қатнашти. у мәвланә җалалиддин руминиң тинчлиқ, адаләт вә һәққанийәтни асас қилған тәлимлиригә һәр қачанқидин техиму көп еһтийаҗ һес қилған дәврниң оттуриға чиққанлиқини билдүрди.
мәвланә җалалиддин руми рәббигә болған ишқи сәвәбидин өзиниң өлүмини, «сөйгүниниң висалиға йетиш», йәни «той кечиси» дәп чүшәндүргән.
чанаққәләниң гәлиболу наһийәсидики мәвләвиханида өткүзүлгән мурасимларға, муавин баш министир нуман куртулмуш вә балқан районидики дөләтләрдин кәлгән йуқири дәриҗилик рәһбәрләр қатнашти. нуман куртулмуш мәвланиниң вә анадолуда йашап өткән башқа алимларниң тәлиматлирини кәлгүсидики әвладларға әң чирайлиқ шәкилдә йәткүзүшниң әһмийити үстидә тохталди.
мурасимға йәнә, қирим татар мәҗлисиниң сабиқ башлиқи мустапа абдулҗәмил қиримоғлу вә қаратағ диний ишлар идарисиниң башлиқи рифат фәйзичму иштирак қилди. мурасим иштиракчилири мурасим ахирида сама уссуллиридин һузур алди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر