исраилийә 7 - өктәбирдин буйан ғәззә районини қанға миләшни давамлаштурмақта

хәлқара қанунларни айақ асти қилип, айаллар вә кичик балиларни айримастин пуқраларни қирғин қиливатқан исраилийә қисимлири, бу қетим ғәззәниң оттура қисмидики бурайҗ панаһланғучилар лагериға һуҗум қилди.

2132844
исраилийә 7 - өктәбирдин буйан ғәззә районини қанға миләшни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: лагерниң шәрқидики бир өйниң һуҗум нишани қилиниши нәтиҗисидә, бир қисим кишиләрниң қаза қилғанлиқи вә йариланғанлиқи елан қилинди.

исраилийә йәнә ғәззәниң җәнубидики рафаһ шәһиригиму һуҗум қилди.

бир өйгә қилинған һава һуҗумида, бирси бовақ болуп, җәмий 6 пәләстинлик өлтүрүлди. тел султан мәһәллисигә қилинған һуҗумдиму бир аилә пүтүнләй йоқ қилинди вә 5 киши җенидин айрилди.

бир тәрәптә исраилийәниң ғәззә районидики қоршави давамлшиватқан болса, йәнә бир тәрәптин районға һавадин инсанпәрвәрлик йардими йәткүзүш үчүн тиришчанлиқлар көрситилмәктә.

пәләстинликләр әң әққәллий түрмуш еһтийаҗини қандуруш үчүнму бомбардиманларниң сайисида күрәш қилмақта.

америка ташқи ишлар министири антоний блинкен районни йәнә бир қетим зийарәт қилишқа тәййарлиқ қилмақта.

америка ташқи ишлар министирлиқи блинкенниң 29 - апрелдин 30 - апрелғичә сәуди әрәбистанни зийарәт қилидиғанлиқини елан қилди.

блинкенниң сөһбәтдашлири билән ғәззәдә уруш тохтитиш тиришчанлиқи вә әсирләрни қойуп бериш қатарлиқ темиларда музакирилишидиғанлиқи буниңдин башқа йәнә, ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардәмләрниңму музакирә үстилидә болидиғанлиқи билдүрүлди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر