мичотакс йавропа иттипақиниң түркийә қарарлиридин мәмнун икәнликини билдүрди

гиретсийә баш министири керийакос мичотакис йавропа иттипақиниң һазирғичә чиқарған түркийә билән болған мунасивәтләргә алақидар қарарлиридин мәмнун икәнликини билдүрди.

2129400
мичотакс йавропа иттипақиниң түркийә қарарлиридин мәмнун икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийә баш министири керийакос мичотакис йавропа иттипақиниң һазирғичә чиқарған түркийә билән болған мунасивәтләргә алақидар қарарлиридин мәмнун икәнликини билдүрүп: «бу қарарлар йавропа-түркийә мунасивитидә илгириләш һасил қилғили болидиғанлиқидин ибарәт реаллиқни оттуриға қойиду» деди.

гиретсийә баш министири мичотакис белгийәниң пайтәхти бирйусселда өткүзүлгән йавропа иттипақи башлиқлар йиғиниға кирип китеветип бәргән байанатида, йиғинда йавропа иттипақи-түркийә мунасивити вә йавропа иттипақи комитети тәййарлиған илгириләш доклатиниңму музакирә қилинидиғанлиқини әскәртип: «мән һазирғичә чиқирилған қарарлардин рази. бу қарарлар йавропа-түркийә мунасивитидә илгириләш һасил қилғили болидиғанлиқидин ибарәт реаллиқни оттуриға қойиду»  дегәнләрни қәйт қилди.

йавропа-түркийә мунасивитиниң қибрис мәсилисидики тәрәққийатқа асасән илгирилийәләйдиғанлиқини илгири сүргән мичотакс, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң қибрис мәсилисидики йеңи вәкилиниң мәсилисини һәл қилиш тиришчанлиқиниң мевә беришидин үмид барлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر