бир топ намайишчи америка вә натониң танкилирини тошуған пойизни тосувалди

гиретсийәниң дәдәағач шәһиридә урушқа қарши бир топ намайишчи төмүр йоли релиси үстигә тосуқ қуруп, америка вә натониң танкилирини тошуған пойизни тости.

2119761
бир топ намайишчи америка вә натониң танкилирини тошуған пойизни тосувалди

түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийә коммунистик партийәсиниң бир топ әзаси дәдәағач шәһиридә релис үстидә урушқа қарши намайиш өткүзди.

намайишчилар, «дәдәағач империйалистларниң қәләси әмәс, хәлқниң порти» дәп шоар товлап, америка билән натониң танкилирини тошуған пойизни тохтатти.

бир намайишчи пәләстин байриқини көтүргән һалда пойизниң үстидики танкиға: «қатиллар, йуртуңларға қайтиңлар» дәп шоар йазди.

түркийә билән булғарийә чеграсиниң оттуриға җайлашқан дәдәағач, украина-русийә урушиниң башлиниши билән нато һәрбий әслиһәлирини руменийә вә булғарийә арқилиқ шәрқий йавропаға тошуйдиған муһим өтәңгә айланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر