пәләстин: мәсулийәт америкада

пәләстин һөкүмити исираилийәниң ғәззә вә ғәрбий қирғақта пәләстин хәлқигә қиливатқан һуҗумлирини тохтитиш мәсулийитиниң америка һөкүмитидә икәнликини билдүрди.

2118706
пәләстин: мәсулийәт америкада

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин вафа агентлиқиниң билдүрүшичә, учур-алақә ишлири министири вә һөкүмәт байанатчиси нәбил әбу рудәйнә исираилийәниң пәләстин хәлқигә һуҗум қилишни давамлаштуруп, өзидин һесаб сораштин аҗиз келиватқан хәлқара җәмийәткә һәйвә қиливатқанлиқини ейтқан.

у исираилийә күчлириниң пәләстин хәлқигә қаратқан һуҗумлирини давамлаштурушиниң, пүткүл районда уруш партлишиға сәвәб болидиғанлиқи тоғрисида агаһландурди.

у мундақ деди:

«хәвпсизлик вә муқимлиқ бирси үчүн капаләткә игә қилинмайду, исираилийәниң азғунлуқиниң бәдилини һәммә киши төләйду.»

у исираилийәниң ғәззәдә ирқий қирғинчилиқ урушини, ишғал астидики ғәрбий қирғақ вә шәрқий қуддуста қәтлиам, тутқун қилишни давамлаштуруватқанлиқини, мусулман вә хиристийанларниң муқәддәс мәнивийәтлиригә хилаплиқ қиливатқанлиқини тәкитлиди.

у исираилийә даирилирини тохташқа мәҗбурлаш үчүн америка башчилиқидики хәлқаралиқ җәмийәтниң һәрикәткә өтүши керәкликини әскәртти.

у: «америка һөкүмитиниң зиммисидә хәлқимизгә қилиниватқан һуҗумларни тохтитиш мәсулийити бар. америка һөкүмитиниң исираилийәни урушни тохтитишқа мәҗбурлашни вә рәфаһта хәлқни көчүшкә мәҗбурлаштин келип чиқидиған хәтәрниң алдини елишни халимаслиқи, район муқимлиқи вә бихәтәрликигә зийанлиқ. зораванлиқниң ахирлишиши, тинчлиқ, бихәтәрлик вә муқимлиқни капаләткә игә қилиш, пәқәт вә пәқәт пәләстин хәлқи қануний һәқ-һоқуқлирини қолға кәлтүрүп, мустәқил пәләстин дөлити қурулғанда әмәлгә ашиду. һечким қечип қутулалмайдиған зораванлиқ вә өлүм дәвриниң давамлашмаслиқи үчүн, әрәбләр америка билән бирликтә һәрикәткә өтүши, америка һөкүмити урушни тохтитиш, көчүшкә мәҗбурлашниң алдини елиш үчүн муһим қарар елиши керәк» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر