путин: нато билән тоқунуш йүз бериши мумкин

владимир путин русийә билән нато оттурисида тоқунуш йүз беришиниң мумкинликини билдүрди.

2116903
путин: нато билән тоқунуш йүз бериши мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти владимир путин сайлам ахирлашқандин кейин, нутуқ сөзлиди вә мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

у фирансийәгә украинада тоқунушни еғирлаштурушқа әмәс, мәсилини тинчлиқ билән һәл қилишқа һәссә қошушни тәклип қилип, украинада нато әскәрлириниң барлиқини билидиғанлиқлирини алаһидә тәкитлиди.

у «русийә билән нато оттурисида тоқунуш йүз берәмду, йоқ?»дегән соалға мундақ җаваб бәрди:

«заманиви дунйада һәр қандақ иш мумкин. бу тоқунуш үчинчи дунйа урушиниң бир қәдәм йирақлишишини кәлтүрүп чиқириду, әмма мениңчә һечкимни бу мәсилигә көңүл бөлиду, дәп ойлимаймән» деди.

у фирансийә пирезиденти макронниң 2024-йили өткүзүлидиған париж олимпик тәнһәрикәт йиғини җәрйанида украина-русийә арисида уруш тохтитишни тәклип қилғанлиқидин хәвири йоқлуқини билдүрүп: «русийә һәр қандақ әһвал астида өзиниң мәнпәәтини вә тоқунуш районидики вәзийәткә қарита һәрикәт қиилду. биз тинчлиқ сөһбитини қоллаймиз. дүшмән оқ-дориси түгигәнлики үчүн әмәс, раст сәмимий болса, узун муддәтлик тинчлиқ орнитишни халиса, биз тинчлиқ сөһбити өткүзүшни қоллаймиз, қайтидин қораллиниш мәқситидә, урушниң 1 йерим йаки 2 икки йил тохтитилиши үчүн әмәс» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر