йавропа һәрбий йардәм лайиһәсини тәстиқлиди

йавропа иттипақи икки йилдин буйан русийә ишғалиға қарши уруш қиливатқан украинаға 5 милйард йавролуқ һәрбий йардәм қилиш лайһәсини тәстиқлиди.

2115224
йавропа һәрбий йардәм лайиһәсини тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи нөвәтчи рәиси белгийә иҗтимаий таратқу бетидә учур һәмбәһрләп, «йавропа тинчлиқ фонди» дәп нам берилгән фондни ислаһ қилиш қарариниң чиқирилғанлиқини билдүрди.

билдүрүлишичә, йавропа иттипақи ислаһат рамкисида украинаға һәрбий йардәм қилиш үчүн қурулған фондни 5 милйард йавро көпәйтиш тоғрисида пиринсип җәһәттин пикир бирлики һасил қилған.

һәмбәһрләнгән учурда, «йавропа иттипақи украинаға узун муддәтлик йардәмни капаләткә игә қилиш вә украинани өзини қоғдаш үчүн еһтийаҗлиқ болған һәрбий әслиһәләр билән тәминләш ирадисини давамлаштуриду» дейилди.

йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррелму учур һәмбәһрләп: «сигнал наһайити ениқ: украинани ғәлибә қилиши үчүн қоллаймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر