германийә таратқулири түркийәниң күрәшчи айропилани <каан>ниң синақ учушиға кәң орун аҗратти

түркийәниң йәрлик күрәшчи айропилани «каан»ниң тунҗи синақ учуши германийә таратқулирида кәң орун алди.

2105986
германийә таратқулири түркийәниң күрәшчи айропилани <каан>ниң синақ учушиға кәң  орун аҗратти

түркийә авази радийоси хәвири: германийәниң «велт» гезитиниң «бу бир бурулуш нуқтиси, бу қәдәм түркийәниң бир күрәшчи айропилан дөлити сүпитидә қәд көтүргәнликидин дерәк бериду» сәрләвһилик хәвиридә, «каан»ниң тунҗи учушини мувәппәқийәтлик тамамлиғанлиқи қәйт қилинди.

түркийәниң өз күчигә тайинип заманиви уруш айропиланлирини ишләпчиқириш үчүн, тохтавсиз күч чиқириватқанлиқиға ишарәт қилинған хәвәрдә, буниң тез сүрәттә тәрәққий қиливатқан түркийә мудапиә санаитиниң тарихий бурулуш нуқтиси икәнлики оттуриға қойулди.

қош маторлуқ 5-әвлад күрәшчи айропиланниң һәр хил йошурунуш иқтидарлириға игә икәнлики, уни радар арқилиқ байқашниң қийин икәнлики қәйт қилинди.

германийә авийатсийә тор бекити «флугревуе»ниң хәвиридә, «каан»ниң түркийәниң үмид чириғи вә асмандики йеңи күрәшчи айропилани икәнлики тәкитләнди һәмдә бир қатар йошурун алаһидиликләргә игә түркийәниң йәрлик күрәшчи айропиланиниң тунҗи қетимлиқ синақ учушини мувәппәқийәтлик тамамлиқиға даир учурларға орун берилди.

«фиранкфортер алгемейн» гезити болса, «түркийә <каан>ни елан қилди» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң өз күчигә тайинип йасап чиққан күрәшчи айропиланиниң тунҗи учушини мувәппәқийәтлик тамамлиғанлиқини йазди.

хәвәрдә, түркийәниң 5-әвлад күрәшчи айропилани <каан>ниң һазирдин башлапла украинаниң қизиқишини қозғиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر