баңкокниң һава булғиниши еғирлашти

тайланд пайтәхти баңкокта һава булғиниши сәвәбидин икки күн бойичә өйдә ишләш уқтурулди.

2103248
баңкокниң һава булғиниши еғирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: баңкок шәһәр мәсуллири һава булғинишиниң «саламәтликкә зийанлиқ» сәвийәгә чиққанлиқи сәвәбидин, дөләт хизмәтчилириниң икки күн бойичә өйдә ишләйдиғанлиқини билдүрди.

мәсуллар хусусий ширкәтләрдә ишләйдиғанларниму өйдә ишләшкә илһамландурди.

тайланд баш министири сретха тависин екс (X) адресида байанат елан қилип, һава булғинишиниң тәхминән %25 ниң аптомобиллардин чиққан газниң сәвәб болуватқанлиқини әскәртип, қурулушларниң вақитлиқ тохтитилиши вә шәһәрдә дезилни йеқилғу қилидиған қатнаш вастилириниң саниға чәклимә қойуш мумкинликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر