америка авам палатаси исраилийәгә йардәм беришни мәзмун қилған қанун лайиһәсини рәт қилди

америка авам палатаси исраилийәгә 17 милйард 600 милйон доллар йардәм бериш тоғрисидики қанун лайиһәсини рәт қилди.

2098856
америка авам палатаси исраилийәгә йардәм беришни мәзмун қилған қанун лайиһәсини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка авам палатасида оттуриға қойулған <исраилийәгә 17 милйард 600 милйон доллар йардәм бериш>ни мәзмун қилған қанун лайиһәси, пәқәт исраилийәгила йардәм берип, украина қатарлиқ ички-ташқи сийасәт мәсилилирини сиртта қалдурғанлиқи оттуриға қойулуп рәт қилинди.

250 палата әзаси қоллап, 180 палата әзаси рәт қилип беләт ташлиған мәзкур қанун лайиһәси, қобул қилинишиниң алдинқи шәрти болған 2/3 көп санлиқниң авазиға еришәлмигәчкә рәт қилинған болди.

америка пирезиденти җо байдинму пәқәт исраилийәнила қоллап, украина вә чегра бихәтәрлик маддилирини өз ичигә алмиған бир қанун лайиһәсини имзалимайдиғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر